БИОГРАФИЯ
Яркәнт – мениң ана жутум. Мән, 1941 жили 31 декабрьда, әйнә шу гөзәл шәһәрдә туғулдум. Ата-анамму Яркәнтлик. Мән ата-анамниң ялғуз балиси болған үчүнму, улар(болупму анам) оқи, яхши оқи, - дәп зарлатти. Маңа, дайим: сән ялғуз, саңа йөләк болғидәк һеч кимиң йоқ, саңа келәчәктә оқуш әсқатиду, - дәтти.
Мән Яркәнт шәһиридә С.М. Киров(һазирқи Хелил һәмраев) намидики он жиллиқ Уйғур мәктивини 1958 жили тамамлап, Алмутидики С.М. Киров намидики Дөләт Университетиниң Физика вә Математика факультетиға оқушқа чүштим. Университетини 1962 жили тамамлап «Прикладная математика» мутахәссислигигә егә болдим. Андин маңа университет тәрипидин Новосибирск шәһириниң йенидики Академ городок дегән илмий бирләшмисиниң Соболев намидики университетниң «Кибернетика» кафедрисиға йолланма берилип, оқушқа әвәтилидим. У йәрдә икки жил оқуп, «Математика модель вә уссуллирини, Кибернетика мүкүнчиклирини ихтисат мәсилилиридә қоллунуш» дегән мутухәссислигигә егә болидим.
1964 жилдин башлап Госплан Каз ССР – ниң ихтисат илмий иниститутида(НИИАСПУ) 1995 жилғичә: инжер, чоң иженер, бөлүм башлиғиниң орунбасари, бөлүм башлиғи болуп ишлидим. Шундақла 1986-1994 жиллири қошумчә Политтехника иниститутиниң «Кибернетика» кафедрисида доцент хизмитини атқуруп, студентларға «Математика вә Кибернетика» дәрислигидин савақ бәрдим вә Реактив двигательларни металлургиядә қоллунуш дегән илмий ишиға қатнишип өзәмниң 3 илмий әмгигини шу иниститутниң илмий журналида елан қилдим.
1987 жили сирттин асперантурани пүтрип «Применение Экономико-математических моделей и методов и современных вычислительных техники в планировании отраслей народного хозяйства(080013)» мутәхәссислиги бойичә ихтисат пәнлириниң намзити дегән унванға егә болдим. 1988 жилиниң ахирида Москвада, шу мутахәсислигидин чоң илмий хадим унванини қорғидим. Мән, Совет елидә яшуғучи уйғурлар ичидә, бу саһа бойичә мәзкүр унванға дәсләпки қетим муйәссәр болған едим. Мениң шу жиллири йоруқ көргән 61 илмий әмгигим бар. Иниститутта мениң илмий әмгәклирим жуқри баһалинип һөрмәт тахтисиға рәсмим туруақлиқ илинған еди вә Һөрмәт китавиғиму киргүзилгән еди. Илмий әмгәклирим ичидә болупму: дөләтниң бир жиллиқ, бәш вә он жиллиқ ихтисадий режидәлирини һесаплашқа, реактив двагательниң отини металлургиядә қоллиништа, рәңлик металларни ишләп чиқиришта, шлакниң тәркивидики рәңлик металларниң миқтарини азайтиш(алтун, күмүч, қоғшун вә башқа) мәсилилиригә қурған оптимал математика модельлирим; сүт вә гөштин һәртүрлүк мәһсулатларни(сүттин: май, сыр, мороженное; гөштин: 500 вә 250 грамлиқ «Тушонка») ишләп чиқириш саһасиға қолланған «Оптимал рецептларни қуруш» охшаш әмгәклирим жуқури баһалинип, 1970 жили маңа Алий Советниң қарари бойичә «Әмгәктики жасарити үчүн» дегән Ленин медали берилди.
Андин 1996 – 2007 жилғичә АО Акцеп компаниясидә ихтисадий мудири болуп ишләп һөрмәтлик дәм елишқа(пенсийәгә) чиқтим.
Һаятимда һәртүлүк сәргүзәштләр болди, лекин 2000 жили 5 Сентябрьдә анамниң мәрһум болғини маңа интайин еғир кәлди. Көп вақит өзәмгә келәлмәй жүрдим. Әйнә шундақ ахвалда жүргәндә ағинәм – шаир, язғучи Савутжан Мәмәтқулов мени йоқлап келип, ғәмкин чирайимни көрүп, «Һой, сән анаңдин айрилғандин бери интайин ғәмкин болуп кетипсән, өзәңни тутқин, ичиңдики дәрдиңни ейтқина, муңдишиң болай, йениклишип қалисән, мундақ ахвал мениңма бешимдин өткән, мән ундақ пәйтләрдә қолумға қәләм елип шеир язаттим. Расла, сәнму яш чеғиңда , есиңдиду, арилап шеир язаттиңғу, ичиңгә патмайватқанни йезип көргинә, бирдин йениклишип қалисән» , - деди. Мана шу ағинәмниң мәслиһити билән, йешим 60 – тин ашсиму, шеир йезишни башлидим. Мениң шеирйәткә дегән қизиқишим, әйнә шундақ башланди. Хуласини ейтсам, адәмгә нан, су, һава қандақ һажәт болса, поэзияму шундақ һажәтлигини чүшәндим.
Мениң бәзи тонушлирим, Уйғур авази гезитимизда бесилған шеирлиримни оқуп, мениң язған нахшилиримни(Әзиз жутум рәнжимә - Нуралим Варисовниң орунлишида, Вәдә қилма, Ашиғим болғун – Дилбирим бурханованиң орунлишида, Һижран – Нурбүви Маметованиң орунлишида в.б) Уйғур театиримизниң Нава ансамбилиниң консертлирида аңлап, мениң билән учрашқанда, һой сениң бурун шеир, нахша язғиниңни аңлимаптимизкән, әнди 60 - тин ашқанда бу һәжәпқу, буниңға немә сәвәп? - дәп соратти. Мән уларға, Һә дурус дәйсиләр, мән илимни қоғлап яшлиқ өмрүм өтүп кетипту. Мениң илим саһасида қилған әмгәклирим өзәм үчүн вә бәлким елим үчүн пайдиси болғанду, лекин ахирқи вақитларда өз миллитим, йәни хәлқим үчүн немә әмгәк қилдим десәм, қанаәтлинәрлик,жавап тапалмидим. Мана шуниңдин кейин ойлинип, йешим 60 – тин ашсиму, Савутжан Мәмәтқулов, Азат Бурханов вә Исмаил Исаев ағинилиримниң мәслиһәлири билән шеир, нахшиларни вә шахмат оюни тоғурсида уйғурчә дәрислик китап йезишқа башлидим, бәлким бу әмгәклиримдин хәлқим пайдилинип қалар, - дәп жавап берәттим.
2003 жили Каз Акпарат нәшриятида: «Течлиқ күйи челинсун» намлиқ дәсләпки шеир топлимим; «Дәм ғенимәт дидар ғенимәт»; «Шеир – қәлб нахшиси(Савутжан Мәмәтқулов билән биллә язған)»; «Уйғур хәлиқ мақал вә тәмсиллири(Шайим Шаваев вә Савут Мәмәтқуловлар билән биллә топлиған) » китаплирим бесилип чиқти. 2011 жили «Мир» нәшриятида «Шахмат дуниясидики карамәтләр намлиқ, дәсләпки ана тилимизда, шахмат оюни вә дебютлири тоғурсида йезилған китавим бесилип чиқти.